әрдоған сербийә вә мисир пирезидентлири билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сербийә пирезиденти александар вучич вә мисир пирезиденти абдул фаттаһ әл сиси билән телефонда айрим айрим көрүшти.

2079162
әрдоған сербийә вә мисир пирезидентлири билән көрүшти
erdogan-sisi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур - алақә идарисиниң байанатиға асасланғанда, әрдоған вучич билән өткүзгән сөһбитидә сербийә рәһбириниң сайламда ғәлбә қилғанлиқини тәбриклигән.

сөһбәттә, түркийә-сербийә мунасивәтлири, хәлқаралиқ вә район характерлиқ мәсилиләрму музакирә қилинған.

җумһур рәис әрдоған йеңи дәврдә икки дөләт оттурисидики күчлүк мунасивәтләр вә һәмкарлиқларниң тәрәққий қилған һалда давамлишидиғанлиқини  билдүргән.

әрдоғанниң сиси билән өткүзгән сөһбитидә, исраилийәниң пәләстин земинидики һуҗумлири вә ғәззәгә инсанпәрвәрлик йардәм йәткүзүш тиришчанлиқи музакирә қилинған.

әрдоған сөһбәттә ислам дөләтлириниң мәңгүлүк уруш тохтитишқа капаләтлик қилиш үчүн башланған тиришчанлиқларни иттипақлиқ ичидә давамлаштурушниң муһимлиқини тәкитлигән.

сөһбәттә мисирниң пирезидентлиқиға қайта сайланған сисиға мувәппәқийәт тилигән әрдоған, йеңи дәврниң түркийә-мисир мунасивәтлири үчүн пайдилиқ болушини үмит қилидиғанлиқини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر