түркийә уруш апрпиланлири ирақниң шималидики террорчиларға  әҗәллик зәрбә бәрди

ирақниң шималидики гара, һакурк вә қандил районлирида бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к ишлитиватқан 14 нишан пачақлап ташланди.

2079179
түркийә уруш апрпиланлири ирақниң шималидики террорчиларға  әҗәллик зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң иҗтимаий таратқу һесабида елан қилған байанатида, ирақниң шималида елип берилған һава һәрикити һәққидә мәлумат берилди. байанатта, «бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати ишлитиватқан ирақниң шималидики гара, һакурк вә қандил районидики 14 нишанға һава армийәмиз тәрипидин қаттиқ зәрбә берилди» дейилди.

байанатта, һава һәрикити  арқилиқ бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати ишлитиватқан вә ичидә мәсул дәриҗилик террорчиларниң барлиқи ениқланған өңкүр, панаһлиниш орни шундақла амбарлар болуп, җәмий 14 нишанниң бит чит қилинғанлиқи уқтурулди.

байанатта, бу һәрикәт арқилиқ нурғунлиған терорчиларни бир тәрәп қилишта, йәрлик вә миллий оқ-дориларниң ишлитилгәнлики билдүрүлди.

байанатта, терорлуққа қарши күрәшниң бирму террорчи қалмиғанға қәдәр қәтий ирадә билән давам қилидиғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر