түркийә билән венгирийә оттурисида үн-син сийасити вә учур һәмкарлиқи келишими имзаланди

җумһур рәислик учур - алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун түркийә билән венгирийә оттурисида имзаланған үн-син сийасити вә һөкүмәт алақиси саһәсидики һәмкарлиқни тәрәққий қилдурушни мәқсәт қилған келишимниң пайдилиқ болушини тилиди.

2078110
түркийә билән венгирийә оттурисида үн-син сийасити вә учур һәмкарлиқи келишими имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур - алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун иҗтимаий алақә адресидики йазмисида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә венгирийә баш министири виктор орбанниң һузурида венгирийә ташқи ишлар вә ташқи сода министири петер сиҗҗарто билән келишим имзалиғанлиқини билдүрди.  

фаһрәттин алтун: «келишим арқилиқ икки дөләтниң ахбарат, учур - алақә вә тәҗрибә алмаштуруши, әң йахши пирограммилар вә әң йахши тәҗрибиләрни өзара алмаштуруши, өзара мәнпәәт йәткүзүш, мәнпәәтлик пикир вә лайиһәләрдә һәмкарлиқ әмәлгә ашурулиду. түркийә билән венгирийә оттурисида имзаланған үн-син сийасити вә һөкүмәт алақиси саһәсидики һәмкарлиқни тәрәққий қилдурушни мәқсәт қилған келишимниң пайдилиқ болушини үмид қилимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر