әрдоған венгирийәгә йүрүп кәтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған баш министир виктор орбанниң тәклипигә бинаән дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн венгирийәгә йүрүп кәтти.

2077859
әрдоған венгирийәгә йүрүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған «тур» намлиқ айропилани билән түркийә вақти саәт 12:00дә истанбул ататүрк айродурумидин венгирийә пайтәхти будапишитқа қарап йүрүп кәтти.

әрдоғанниң венгирийә зийарити икки дөләтниң биринчи дунйа урушидин кейин үзүлүп қалған дипломатик мунасивитини әслигә кәлтүрүш мәқситидә имзаланған «достлуқ шәртнамиси»ниң 100 - хатирә йилиға тоғра кдлди.

җумһур рәис әрдоғанниң бу қетимқи зийарити җәрйанида, венгирийә президенти каталин новак вә баш министир виктор орбан билән көрүшүши һәмдә икки дөләтниң сийасий, дипломатик вә иқтисадий мунасивәтлириниң әтраплиқ муһакимә қилиниши пиланланмақта.

сөһбәтләр җәрйанида, түркийәниң йавропа иттипақи билән болған мунасивитидин тартип ғәззәниң нөвәттики вәзийитигичә болған күнтәртиптики мәсилиләр билән бирликтә, түркийә-венгрийә иқтисадий вә сийасий мунасивәтлири музакирә қилиниду һәмдә йуқири дәриҗилик истратегийәлик кеңәш йиғини ечилиду.

иқтисад, сода, мудапиә санаити, енергийә вә мәдәнийәт қатарлиқ саһәрләр асасий нуқта болидиған зийарәт җәрйанида йәнә, икки дөләт оттурисида 16 түрлүк һөҗҗәтниң имзалиниши пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر