әрдоған әннәһйан билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әрәб бирләшмә хәлипилики әмири шәйх муһәммәд бин зайид әннәһйан билән телефонда көрүшти.

2077280
әрдоған әннәһйан билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән әрәб бирләшмә хәлипилики әмири шәйх муһәммәд бин зайид әннәһйанниң телефон сөһбитидә, исраилийәниң ғәззә районида давамлаштуруватқан һуҗумлири, районда узун муддәтлик уруш тохтитишни капаләткә игә қилиш тиришчанлиқлири, түркийәниң пәләстинликләргә инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини йәткүзүп бериш йолида ишләватқан хизмәтлири вә тинчлиқ орнитиш йолида ташлиниватқан қәдәмләр һәққидә музакирә елип берилған.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған исраилийәниң ғәззә районида давамлаштуруватқан урушини дәрһал  тохтитишини ишқа ашурушниң зөрүрлүки,  узун муддәтлик уруш тохтитиш үчүн ташлиниватқан қәдәмләрни қәтий давамлаштурушниң интайин муһимлиқини ейтқан. шундақла, районда тинчлиқ орнитилиши үчүн, ислам һәмкарлиқ тәшкилати билән әрәб әллири иттипақиниң бирләшмә башлиқлар йиғинида чиқирилған қарарларниң қәтий иҗра қилиниши, хәлқара җәмийәтниң бир гәвдә һалитидә пәләстинни қоллаш салмиқини ашуруши керәкликини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر