америка п к к / й п г террорчилири пайдилинидиған фондиға 156 милйон доллар аҗратти

америка қошма иштатлири 2024-йиллиқ мудапиә хамчотидин бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г пайдилинидиған бир фондиға 156 милйон доллар мәбләғ аҗратти.

2076950
америка п к к / й п г террорчилири пайдилинидиған фондиға 156 милйон доллар аҗратти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң дөләт мәҗлиси тәрипидин қобул қилинип, ақсарайға әвәтилгән, нуқтилиқ һалда п к к / й п г пайдилинидиған 2024-йиллиқ мудапиә хамчотидин сүрийәгә аҗритилған мәбләғ, бу йил 2023-йилидикигә селиштурғанда 9 милйон доллар қисқартилип, 156 милйон доллар қилип бекитилди.

мәзкур мудапиә хамчотидин аҗритилған бу фондиниң америка «сүрийә демократик күчлири» дәп атайдиған п к к / й п г ға «даешқа қарши күрәш қилиш вә даеш тутқунлирини муәййән түрмиләрдә тутуп туруши» үчүн тәқсим қилинғанлиқи әскәртилди.

америка пирезиденти җо байдин имза қойғандин кейин, мудапиә хамчотиниң қанунлишиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر