«пәнчә-қулуп» һәрбий һәрикити районида террористларға зәрбә берилди

ирақниң шималидики «пәнчә-қулуп» һәрбий һәрикити районида байқалған террорлуқ тәшкилати п к к ниң икки әзаси бир тәрәп қилинди.

2076994
«пәнчә-қулуп» һәрбий һәрикити районида террористларға зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи иҗтимаий таратқу адресида, «пәнчә-қулуп» һәрбий һәрикити районида террористларниң бир тәрәп қилинғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, «террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши һәрбий һәрикәтлиримиз қәтийлик билән давамлишиватиду. шималий ирақтики <пәнчә-қулуп> һәрбий һәрикити районида байқалған икки террорист бир тәрәп қилинди. террорлуқ вә террористларға қарши күришимиз үнүмлүк һалда қәтийлик билән давам қилиду» дейилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر