1047 түркийә пуқраси ғәззәдин тарқақлаштурулди

түркийә исраилийә билән һамас оттурисидики тоқунушлар башланған 8 – өктәбирдин буйан 1047 түркийә пуқраси, шималий қибрис түрк җумһурийити пуқралири вә уларниң аилә тавабиатлирини ғәззәдин тарқақлаштурди.

2076088
1047 түркийә пуқраси ғәззәдин тарқақлаштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси өнҗү кәчәли, аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди:

«исраилийә билән һамас оттурисидики тоқунушлар башланған 8 – өктәбирдин буйан 1047 түркийә пуқраси, шималий қибрис түрк җумһурийити пуқралири вә уларниң аилә тавабиатлири ғәззәдин тарқақлаштуулди. ғәззәдин тарқақлаштурулғанлар дипломатлиримиз тәрипидин чегра еғизиниң мисир тәрипидә қарши елинмақта, улар алди билән қуруқлуқ арқилиқ қаһирәгә, андин айропилан билән истанбулға елип келинмәктә.»

«тарқақлаштурулушни күтүватқан пуқралиримизниң тизимлики давамлиқ йеңиланмақта. ғәззәдики барлиқ түркийә пуқралирини бихәтәр  вә әң қисқа вақит ичидә тарқақлаштуруп болушни нишан қиливатимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر