түркийә ираққа тәзийә билдүрди

түркийә ирақниң әрбил шәһиридики бир университетниң йатақханисида йүз бәргән от апитидә һайатидин айрилған 14 киши үчүн ираққа тәзийә билдүрди.

2074518
түркийә ираққа тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди:

«ирақниң әрбил шәһириниң соран наһийәсидики бир университетниң йатақханисида йүз бәргән от апитидә 14 кишиниң һайатидин айрилғанлиқи вә бир қисим кишиләрниң йариланғанлиқидин толиму әпсусланған һалда хәвәр таптуқ. от апитидә һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз, һайатидин айрилғанларниң йеқин – йоруқлириға вә ирақ хәлқигә тәзийә билдүримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر