әрдоған: нетанйаһу вә униң қоллиғучилири чоқум сотлиниду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «түркийә техиму көп қан ақмаслиқи, техиму еғир вәйранчилиқларниң йүз бәрмәслики, техиму көп көз йашларниң төкүлмәслики үчүн мәсулийәтни үстигә елишқа тәййар» деди.

2075217
әрдоған: нетанйаһу вә униң қоллиғучилири чоқум сотлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 2023-йиллиқ т р т ворлд мунбири йиғиниға қатнашти вә муһим сөз қилди.

у оттура шәрқтә 7-өктәбир (2023) дин буйан давамлишиватқан уруш үстидә тохтилип: «түркийә техиму көп қан ақмаслиқи, техиму еғир вәйранчилиқларниң йүз бәрмәслики вә техиму көп көз йашларниң төкүлмәслики үчүн мәсулийәтни үстигә елишқа тәййар. дунйа тинчлиқи вә бихәтәрликини капаләткә игә қилишқа мәсул хәлқаралиқ тәшкилатларниң мәсилини һәл қилиш қабилийитиниң йоқлуқини бүгүн техиму йахши чүшәндуқ. узун муддәтлик тинчлиқ орнитиш әмәлгә ашмай өткән һәр бир күн, һәр бир минутниң бәдилини, от үстигә йағ бензин чачқан ғәрбликләрла әмәс, наһайити әпсуски бигунаһ пуқраларму төлимәктә.

ғәззәдә 70 тин артуқ журналист җенидин айрилди. дунйа қәйәрдә? дунйадики мәшһур ахбарат органлири қәйәрдә? уларниң авази немишқа чиқмайду? дунйадики чоң ахбарат органлири ғәззәдики вәһшийликләргә көз йумушни, һамасни баһанә қилип мухбирларни өлтүрүшни йоллуқ қилишқа тиришиватиду. анадолу агнетлиқимизда шеһит бар, бу йәрдә көргинимиздәк йариланған ғази камерачимиз бар. булар қәйәрдә болди? ғәззәдә. һәр күни бир мухбир өлтүрүлүватиду. йиллардин буйан ахбарат әркинликидин дәрс бәргән органларниң һечбириниң авази чиқмайватиду.

барлиқ вәһшийликләргә қаримастин ғәззәликләрниң ирадисини сундуралмиған исираилийәниң тәтүр тәшвиқатиму мәғлуб болди. һәр түрлүк хәтәргә тәвәккул қилип, ғәззәдин дунйаға һайатий әһмийәткә игә учур-алақә каридори ачқан т р т ни, анадолу агнетлиқини вә башқа ахбарат органлиримизни тәбрикләймән. т р т үнлүк чиқмайватқан авазларни дунйаға аңлитиш вә вәқәләрни һә ртәрипи билән билдүрүш вәзиписини тәләпкә лайиқ орунлимақта» деди.

у исираилийә баш министири нетанйаһу һәққидә тохтилип мундақ деди:

«нетанйаһу вә униң қоллиғучилири террористтур. улар чоқум лаһейдики хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисидә сотқа тартилиду.»

у ахирида: «исираилийәниң залимлиқ қилишини тосийалмисақ, дунйаниң һечқандақ йеридә һечким өзини бихәтәр һес қилалмайду. чүнки девә соланған шишәниң еғизи бир қетим ечилди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر