түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идариси афған айалларға йардәм қилди

түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идариси афғанистанниң һерат вилайитидә афған айалларниң аилә иқтисадиға төһпә қошушиға шараит һазирлап бәрди.

2074290
түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идариси афған айалларға йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идариси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған  байанатта, һерат вилайитиниң гозәрә наһийәсидә афғанистанлиқ айалларниң аилә иқтисадиға төһпә қошуши үчүн, уларға шакираб вә мурабба сехи қуруп берилгәнлики әскәртилди.

байанатта, шакираб вә мурабба  ишләпчиқиришта керәклик болған материйаллар билән тәминләнгән шакираб вә мурабба сехида кәм дегәндә 25 айалниң ишқа орунлаштурулғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر