2023-йиллиқ т р т ворлд мунбири истанбулда өткүзүлди

дунйада кәң қатнашқучилири болған 2023-йиллиқ «т р т ворлд мунбири» истанбулда өткүзүлди.

2075215
2023-йиллиқ т р т ворлд мунбири истанбулда өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә радийо-телевизийә идариси-т р т тәрипидин 2023-йиллиқ т р т ворлд мунбири йиғини 8-9-декабир күнлири истанбулда өткүзүлди.

2023-йиллиқ т р т ворлд мунбири йиғини «бирликтә тәрәққий қилиш: мәсулийәтләр вә һәл қилиш чарәлири» темиси астида истанбулда башланди.

т р т ниң бу һәқтики байанатида билдүрүлишичә, бүгүнгичә 8 миң 500 дин артуқ меһманни вә 651 сөз қилғучини бир йәргә җәм қилған т р т ворлд мунбири йиғиниға, бу йилму дунйаниң охшимиған җайлиридин кәлгән академик, сийасәтчи, иҗтимаий тәшкилатларниң вәкиллири, тәтқиқат органлириниң мутәхәссислири, бийукрат вә журналистлардин тәркип тапқан 153 сөз қилғучи қатнашқан.

бу йил 7-қетимлиқи болған т р т ворлд мунбири йиғинида, дунйа мәсилилирини күнтәртипкә әкилиш вә һәл қилиш чарә-тәклиплири сунулған.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йиғинниң ечилишида сөз қилған. буниңдин башқа, муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз билән бәзи министирларму муһим темиларда сөз қилған.

йиғинда, хәлқара бихәтәрлик, енергийә вә килимат, иқтисад, технологийә, сүний әқил, ахбаратчилиқ билән сийасәт мәсилилири алдинқи орунда турған.

мутәхәссисләр «түркийә йүз йили ғайиси: тәртип орнатқучи актийор болуш сүпити билән түркийә», «исираилийәниң ғәззә уруши: инсаний киризис вә тинчлиқ үмидлири», «диҗитал дәврдә дөләт ахбаратчилиқи: қийинчилиқлар вә пурсәтләр» қатарлиқ темилар үстидә муһакимиләр елип барған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر