ирақниң шималида сәккиз террорчи бир тәрәп қилинди

ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси сәккиз террорчи бир тәрәп қилинди.

2073412
ирақниң шималида сәккиз террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси «террорчи қәйәрдә болса зәрбә бериш нишанимиз шу йәрдур» шоари астида террорчиларниң увилирини йәр билән йәксан қилишни давамлаштурмақта.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси сәккиз террорчиниң, түркийә армийәсиниң һава һәрикити давамида бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, районда әң ахирқи бир террорчи йоқитилғанға қәдәр зәрбә бериш һәрикәтлириниң қәтий ирадә билән кәскин давамлишидиғанлиқи тәкитләнди.

ирақниң шималидики панаһлиниш орунлиридин қечип кәткән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси үч террорчи, түркийә дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болғаниди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ дейилгәниди:

«қәһриман қисимлиримизниң мувәппәқийәтлик зәрбә бериш һәрикәтлири давамида, ирақниң шималидики панаһлиниш орунлиридин қачқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси үч террорчи, һабурдики чегра мудапиә сақчиханимизға тәслим болди.»

ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида болса, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси үч террорчи, түркийә армийәси тәрипидин бир тәрәп қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر