әрдоған гиретсийәдә зийарәттә болиду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әтә (7 – декабир) гиретсийәдә бир күнлүк дөләт ишлири зийаритидә болиду.

2073103
әрдоған гиретсийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған гиретсийә зийарити даирисидә, баш министир керийакос мичотакис билән бир йәргә җәм болиду.

учришишларда, түркийә – гиретсийә мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш йолида «тәң пайда елиш» пиринсипиға асасән ташлинидиған қәдәмләрһәққидә музакирә елип берилиду.

әрдоғанниң афена зийарити җәрйанида, икки дөләт оттурисидики талаш-тартишлиқ мәсилиләрму музакирә қилинип, охшимиған саһәләрдә өзара һәмкарлиқниң асасини турғузуш үчүн пилан-лайиһәләр түзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر