ғәззәдин түркийә пуқралирини тарқақлаштуруш хизмити давамлашмақта

исраилийәниң һуҗумлири сәвәбидин ғәззәдин тарқақлаштурулған 130 түркийә пуқраси вә уларниң аилә тавабиатлири мисир арқилиқ истанбулға кәлди.

2072594
ғәззәдин түркийә пуқралирини тарқақлаштуруш хизмити давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: «рәфаһ чегра еғизи» дин мисирға өткән түркийә пуқралири олтурған вә қаһирә айродурумидин қозғалған түркийә һава йоллири ширкитиниң айропилани истанбул айродурумиға қонди.

айродурумда уларни түркийә ташқи ишлар министирлиқи вәкиллири билән җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң мәсуллири қарши алди.

паспорт тәкшүрүшидин кейин, бир қисим пуқралар мәхсус аптомобиллар билән айродурумдин айрилди. башқа вилайәтләргә баридиған пуқралар болса, аптобус билән җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизи тәрипидин бекитилгән меһманханиларға орунлаштурулди.

исраилийәниң 11-айниң 5-күни ғәззә райониниң мәркизигә җайлашқан «әлмәғази мусапирлар лагери» ға қилған һуҗумида төт балиси вә үч қериндиши өлүп кәткән анадолу агентлиқиниң оператори муһәммәд әләлул, униң йаридар айали вә бир балисиму истанбулға кәлди.

буниңдин башқа йәнә, анадолу агентлиқиниң ғәззәдики иш беҗириш орнида ишләватқан журналистларниң һайат қалған аилә тавабиатлириму түркийә пуқралири билән бирликтә истанбулға кәлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر