мардинда икки террорчи өзини партлатти

мардинда бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң бир нәпири қизил рәңлик тутуш буйруқида орун алған җәмий икки нәпәр әзаси бир тәрәп қилинди.

2072126
мардинда икки террорчи  өзини партлатти

түркийә авази радийоси хәвири: мардинниң даргечит наһийәсидә, террорчилар олтурған бир аптомобил байқалди.

қораллиқ учқучисиз айропилан террорчиларни қәдәмму қәдәм көзәтти.

аптомобилниң даргичит-мидйат йуқири сүрәтлик ташйолида бир май қачилаш понкитида тохтитилғанлиқи ениқланди.

районға йетип барған бихәтәрлик қисимиға қаритип оқ чиқарған террорчилар, тоқунуштин кейин қечип қутулалмайдиғанлиқини һес қилип өзлирини партлатти.

ички ишлар министири әли йәрликайа террорчилардин бирси болған орхан әлманиң террорлуқ җинайити билән тутуш буйруқи чиқирилғанлар тизимликидә қизил категорийәдики  террорчи икәнликини елан қилди.

министир йәрликайа террорчи орхан әлманиң бәш киши шеһит болған вә 12 киши йариланған төт айрим айрим һәрикәтни тәшкиллигән террорчи икәнликиниң ениқланғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر