түркийә ғәззәгә йардәмлирини давамлаштуриду

сәһийә министири фаһрәттин коҗа түркийәниң ғәззәгә сәһийә йардәмлирини йәткүзүшни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.

2070189
түркийә ғәззәгә йардәмлирини давамлаштуриду

түркийә авази радийоси хәвири: сәһийә министири фаһрәттин коҗа екс (X) адресида учур һәмбәһрләп, ғәззәгә йардәм әшйалирини тошуған һәрбий айропиланниң бүгүн әтигәндә (29-нойабир) қәйсәридин мисирниң әлариш айродурумиға қарап көккә көтүрүлгәнликини әскәртти.

у тиббий малзимиләр вә нурғун тиббий үскүниләр бесилған айропиланниң қайтишта, көпинчиси балилардин тәркип тапқан ғәззәлик бимарлар билән уларниң аилә-тавабиатлирини түркийәгә елип келидиғанлиқини қәйт қилди.

у йәнә, мунасивәтлик үч дөләт билән маслаштуруш хизмәтлириниңму зич давамлишиватқанлиқини әскәртти.

бүгүнгичә түркийәдин ғәззәгә қилинған йардәмләр даирисидә, үчүн җәмий 11 айропиланда 700 тонна инсанпәрвәрлик йардәмлири, тиббий малзимиләр, сәккиз данә дала дохтурханиси вә 20 қутқузуш машиниси мисирниң әлариш айродурумиға йәткүзүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر