түркийә әмәлдарлири қаһирә, әләрш вә рәфаһ чегра еғизи қатарлиқ җайларни зийарәт қилди

түркийә җумһурийити муавин ташқи ишлар министири йасин әкрәм сәрим билән муавин ички ишлар министири мунир каралоғлу ғәззәгә йардәм бериш хизмәтлири даирисидә мисирни зийарәт қилди.

2069637
түркийә әмәлдарлири қаһирә, әләрш вә рәфаһ чегра еғизи қатарлиқ җайларни зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға асасланғанда, муавин ташқи ишлар министири сәрим билән муавин ички ишлар министири каралоғлу мисирни зийарәт қилған.

улар қаһирәдә мисир муавин ташқи ишлар министирлири, мисир қизил һилал ай җәмийити вә мисир апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш тармақлириниң әмәлдарлири билән көрүшкәндин кейин, түркийәниң инсанпәрвәрлик йардәм әшйалири йетип барған әләрш шәһири вә пуқралар тарқақлаштурулуватқан рәфаһ чегра еғизини зийарәт қилған.

киризис башланғандин буйан рәфаһ чегра еғизида вәзипә өтәватқан түркийәниң қаһирәдики әлчиханиси хадимлири билән көрүшкән сәрим билән каралоғлу, тарқақлаштурулған түркийә пуқралирини чеграда күтүвалған.

муавин министир сәрим рәфаһ чегра еғизида ғәззәдики түркийә пуқралирини тарқақлаштуруш һәрикити һәққидә байанат елан қилған؛ у киризис башланғандин буйан, түркийәниң диққитини ғәззәдики кишиләргә йардәм бериш вә у йәрдики түркийә пуқралирини тарқақлаштуруш мәсилисигә мәркәзләштүргәнликини тилға елип: «мәсилини һәл қилиш үчүн барлиқ сәһниләрдә тиришчанлиқ көрситишни давамлаштуримиз» дегән.

министир сәрим мисир даирилириниң һәмкарлиқ роһиға  миннәтдарлиқ билдүрүп: «ғәззәдә тарқақлаштурулушни күтүватқан қериндашлиримиз бар. биз уларниңму (райондин) балдуррақ чиқишиға капаләтлик қилиш үчүн, хизмәтлиримизни үзлүксиз давамлаштуруватимиз» дегәнләрни қәйт қилған.

түркийәниң пәләстинликләрниң өзигә лайиқ тинчлиқ вә хатирҗәмликкә еришишигә капаләтлик қилиш үчүн, күчиниң йетишичә давамлиқ тиришидиғанлиқини әскәрткән сәрим: «мән 7 – өктәбирдин буйан һәқиқәтни намайан қилиш йолида қийин шараит астида вәзипә өтәватқан журналист қериндашлиримизға чин көңлүмдин рәһмәт ейтимән» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر