«пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити  районида 3 әскәр шеһит болди

ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити  районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси террорчиларниң һуҗумида йариланған бир әскәр билән қошулуп шеһит болған әскәрләрниң сани 3 кә йәтти.

2069214
«пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити  районида 3 әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған  байанатта, мундақ дейилди:

«26-нойабир күни <пәнҗә – қулуп> һәрбий һәрикити  районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси террорчиларниң һуҗуми нәтиҗисидә йариланғандин кейин дохтурханиға орунлаштурулған қәһриман сәпдишимиз, пийадә әскәр фәвзи қизилташ давалаш үнүм бәрмәй шеһит болди. бизни қаттиқ дәрд – әләмгә ташлиған бу һадисидә һайатидин айрилған әзиз шеһидимизға аллаһ тааладин рәһмәт тиләймиз, униң мусибәтлик аилисигә, түркийә армийәсигә вә әзиз түркийә хәлқигә тәзийә билдүримиз һәм сәвр – тақәт тиләймиз.»

дөләт мудапиә министирлиқи ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити  районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси террорчиларниң һуҗуми нәтиҗисидә пийадә әскәр, офитсер нәҗдәт чалиш билән  пийадә әскәр әмраһ гүндузниң шеһит болғанлиқини, икки әскәрниң йариланғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر