фаһрәттин алтун исраилийәниң журналистларға қилған һуҗумини әйиблиди

җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтун исраилийә һөкүмитиниң әсир алмаштурушни хәвәр қиливатқан журналистларни һуҗум нишани қилғанлиқини қаттиқ әйибләйдиғанлиқлирини билдүрди.

2069173
фаһрәттин алтун исраилийәниң журналистларға қилған һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур–алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтун исраилийә һөкүмитиниң әсир алмаштурушни хәвәр қиливатқан журналистларни һуҗум нишани қилғанлиқини, кавчук оқ атқанлиқини, вә газ бомбиси һәмдә  аваз бомбиси атқанлиқини қаттиқ әйибләйдиғанлиқлирини билдүрди.

фаһрәттин алтун екс (X( адресида бу һәқтә һәбәһирлигән учурида, исраилийәниң ғәззә қаратқан һуҗумлирини дунйаға аңлитиватқан мухбирларни һуҗум нишани қилғанлиқиға наразилиқ билдүрди.

фаһрәттин алтун күнләрдин бери хәлқара қанунни айақ-асти қилип, ғәззәдики әһвалларни дунйаға аңлитишқа тиришиватқан журналистларни өлтүргән исраилийәниң давамлиқ қанунсиз усуллардин пайдилиниватқанлиқини билдүрүп: «бу қетим әсир алмаштурушни хәвәр қиливатқан журналистларни һуҗум нишани қилған, уларға кавчук оқ, газ бомбиси вә аваз бомбиси атқан исраилийә һөкүмитини әйибләймиз» деди.

фаһрәттин алтун йәнә мундақ деди:

«исраилийә бигунаһ пәләстин хәлқигә, журналистларға, сәһийә хадимлириға вә инсанпәрвәрлик йардәм хадимлириға қаратқан һуҗумлирини дәрһал тохтитиши шундақла хәлқара қанунға риайә қилиши лазим. түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә идариси болуш сүпитимиз билән, һуҗумға учриған мухбирларниң әһвалини йеқиндин көзәтмәктимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر