түркийәниң афғанистанға йоллиған 19 - «йахшилиқ пойизи» һерат вилайитигә йетип барди

түркийәдики аммиви тәшкилатларниң қоллиши билән тәминләнгән инсанпәрвәрлик йардәм бойумлирини елип маңған 19 - нөвәтлик «меһри-шәпқәт пойизи» түркмәнистан чеграсидики тургунди чегра еғизидин өтүп, афғанистанниң һерат вилайитигә йетип барди.

2068832
түркийәниң афғанистанға йоллиған 19 - «йахшилиқ пойизи» һерат вилайитигә йетип барди
afganistan iyilik treni.jpg
afganistan iyilik treni.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: чедир, әдийал, генератор, йемәклик, ашхана вә тазилиқ буйумлиридин тәркип тапқан 500 тоннидин артуқ инсанпәрвәрлик йардими, асаслиқи һерат вилайитидә йәр тәврәшниң тәсиригә учриған районларға вәпакистан-афғанистан чеграсидики пакистандин қайтуривитилгән афғанистанлиқ көчмәнләргә тарқитип берилиду.

түркийәниң кабулда турушлуқ вәкили шундақла әлчихана баш мәслиһәтчиси җәнк унал түркийәниң қийин вақитларда афғанистан хәлқиниң йенида болғанлиқини, инсанпәрвәрлик йардәмлириниң буниңдин кейинму давам қилидиғанлиқини билдүрди.

19 «меһри-шәпқәт пойизи» билән афғанистанға елип берилған инсанпәрвәрлик йардәм бойумлири җәмий 8 миң 201 тонниға йәтти.

бу йардәмләр афғанистандики миңлиған аилиләргә тарқитилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر