фаһрәттин алтун исраилийәниң тәтүр тәшвиқатиға қарши күрәш һәққидә тохталди

җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтун тәтүр тәшвиқатқа қарши күрәшни қәтилик биләнн давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

2068862
фаһрәттин алтун исраилийәниң тәтүр тәшвиқатиға қарши күрәш һәққидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: фаһрәттин алтун истанбулда учур – алақә идариси тәрипидин өткүзүлгән хәлқара истратегийәлик учур – алақә башлиқлар йиғини (Stratcom Summit'23) да йепилиш нутуқи сөзлиди.

фаһрәттин алтун башлиқлар йиғинида пүткүл дунйаға тәһдит силиватқан арилашма тәһдитләргә қарши қандақ, қайси йол вә усуллар билән күрәш қилишни музакирәләшкәнликлирини билдүрүп, «истратегийәлик учур – алақә хадимлири болуш сүпитимиз билән, биз шәхсләр, җәмийәтләр, мәдәнийәтләр, дөләтләр вә демократийәләрни һуҗум нишани қилған арилашма тәһдитләргә қарши үнүмлүк һәмкарлишишимиз керәк» деди.

йәр шаридики адаләтсизликниң тәтүр тәшвиқатлар вә сахта хәвәрләр арқилиқ кеңийишкә қарап йүзлиниватқанлиқини тәкитләп: «биз дунйа миқйасида тәшкиллинимиз. үнүмлүк маслаштуруш арқилиқ йалған хәвәр, тәтур тәшвиқат вә арилашма тәһдитләргә қарши күрәш қилимиз» деди.

фаһрәттин алтун исраилийә зулминиң мухбирларни һуҗум нишани қилип, хәлқара җәмийәтниң тоғра вә сағлам учурларға еришишиниң алдини елиш һәмдә өз қараңғулуқлири ичидә ишләпчиқарған йалған хәвәрләр билән һәқиқәтни булғаш, шундақла бурмилашни мәқсәт қилған барлиқ паалийәтлирини қаттиқ әйиблиди.

у ахирида, тәтур тәшвиқат вә пикир монопул қилиш һәрикәтлиригә қарши күрәштә қәтий ирадигә игә икәнликлирини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر