әрдоған түркийәниң айалларға муштумзорлуқ қилишқа тақабил туруш сийасити тоғрисида тохталди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң айалларға муштумзорлуқ қилишқа қарши турушни түп сийасәткә айландурғанлиқини ейтти.

2068774
әрдоған түркийәниң айалларға муштумзорлуқ қилишқа тақабил туруш сийасити тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған истанбулда өткүзүлгән <хәлқара айалларға муштумзорлуқ қилишқа хатимә бериш> йиғинидики сөзи җәрйанида, буниңдин 24 йил илгири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 24 – нойабирни <хәлқара айалларға муштумзорлуқ қилишқа хатимә бериш> байрими дәп бекиткәнликини әскәртип өтти.

әрдоған түркийәдиму һәр йили 25 – йанварда бу даиридә нурғун паалийәтләрниң өткүзүлидиғанлиқини тилға елип: «бизниң мәқситимиз миллитимизниң әр – айал һәр бир әзасиниң өз һайати вә җәмийитидә айалларға қилиниватқан муштумзорлуқ тоғрисида аңға игә қилиштур. түркийә бу җәһәттә хели илғар сәвийәгә йәтти» деди.

у түркийәниң айалларға муштумзорлуқ қилишқа қарши турушни түп сийасәткә айландурғанлиқини тәкитләп: «бу мәқсәттә 2011-йили аилә вә иҗтимаий мулазимәтләр министирлиқини тәсис қилдуқ. биз министирлиқимизниң барлиқ хизмәтлирини йеқиндин көзитип, қоллап, йардәмлишип, һәтта зөрүр тепилғанда күрәшкә иштирак қилиш арқилиқ айалларниң йенида икәнликимизни намайан қилдуқ» дегәнләрни қәйт қилди.

җумһур рәис әрдоған сөзини давамлаштуруп: «биз айалларға муштумзорлуқ қилиштики инқилаб характерлик өзгиришни 2012-йили чиқарған 6284 – номурлуқ аилини қоғдаш вә айалларға қаритилған зораванлиқниң алдини елиш қануни арқилиқ елип бардуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر