әрдоған «хәлқара һалал йемәклик йуқири дәриҗиликләр йиғини»ға учур йоллиди

җумһур рәисрәҗәп таййип әрдоған һалаллиқи етирап қилинған мәһсулат вә мулазимәткә болған еһтийаҗниң, бу мәһсулатларниң пакиз вә сағламлиқи һәмдә мусулманлар тәрипидин йақтурулғанлиқи үчүн көпәйгәнликини ейтти.

2068734
әрдоған «хәлқара һалал йемәклик йуқири дәриҗиликләр йиғини»ға учур йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған истанбулда өткүзүлгән 9-нөвәтлик «дунйа һалал (йемәклик)» йуқири дәриҗиликләр йиғиниға син көрүнүшлүк учур йоллиди.

русийә – украина уруши вә ковид-19 йуқуми сәвәбидин әһмийити техиму рошән гәвдиләнгән йемәклик бихәтәрликигә капаләтлик қилиш йолида ташланған һәр бир қәдәмниң истратегийәлик әһмийәткә игә икәнликини тилға алған әрдоған: «мән 10 миңи чәт әллик болуп, җәмий 40 миңға йеқин меһманни күтүвалидиған <һалал йемәклик> йуқири дәриҗиликләр йиғининиң ислам дөләтлириниң йемәклик бихәтәрликини күчәйтидиғанлиқиға ишинимән» деди.

һалаллиқ гуваһнамисигә игә мәһсулат вә мулазимәткә болған еһтийаҗниң, бу мәһсулатларниң пакиз вә сағламлиқи һәмдә мусулманлар тәрипидин йақтурулғанлиқи үчүн күчәйгәнликини билдүргән әрдоған: «бүгүнки күндә йемәклик, сайаһәт, гирим буйумлири вә пул-муамилә қатарлиқ саһәләрни өз ичигә алған дунйа һалал йемәклик базириниң сәрмайиси 5 тирилйон доллардин ашиду» деди.

мәйли истемалчиларниң һаллиқ гуваһнамисигә игә мәһсулат вә мулазимәтләрдин бәһримән болушини капаләтләндүрүш, мәйли һалал мәһсулат вә мулазимәтләрниң хәлқара содидики айлинишини илгири сүрүш үчүн, гуваһнамиләштүрүш вә қелиплаштурушниң интайин муһимлиқини тәкитлигән җумһур рәис әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «түркийә болуш сүпитимиз билән, биз дөлитимиздә <һалаллиқини етирап қилиш оргини> тәсис қилип, бу мәсилигә әһмийәт бәргәнликимизни испатлидуқ. оргинимизни вә униң паалийәтлирини һәр вақит қоллаш арқилиқ, дөлитимиздә һалал йемәклик саһәсиниң тегишлик орунға еришишигә капаләтлик қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر