нуман қуртулмуш һиндонезийәниң пайтәхти җакартаға йетип барди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи нуман қуртулмуш мексика, һиндонезийә, җәнубий корейә, түркийә вә австиралийә тәрипидин қурулған  9-нөвәтлик «MIKTA» парламент башлиқлири йиғиниға қатнишиш үчүн һиндонезийәниң пайтәхти җакартаға йетип барди.

2066180
нуман қуртулмуш һиндонезийәниң пайтәхти җакартаға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийә авам палатасиниң саһибханлиқида пайтәхт җакартада «көп тәрәплимиликни күчәйтиш, әвладлар ара қийинчилиқларға тақабил туруш» темисида өткүзүлидиған «MIKTA»  9 - нөвәтлик парламент башлиқлири йиғинида, «йәр шарини башқуруш мәркәздә/ парламент қандақ һәрикәт қилиши лазим?», «әһдинамиләр вә мәсулийәттин һалқиған килимат һәрикити» вә «йашларниң күчидин пайдилиниш: техиму гүзәл бир кәлгүси» темилиқ тармақ йиғинлар ечилиду.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи нуман қуртулмуш йиғин даирисидә, һиндонезийә пирезиденти җоко видодониң парламент башлиқлири шәрипигә берилидиған зийапәткә қатнишиду.

нуман қуртулмуш зийарити җәрйанида, икки тәрәплик учришишларда болиду вә йунус әмрә институтида түркийә аспирантлири билән көрүшиду.

2013 - йили қурулған вә исми мексика, һиндонезийә, корейә, түркийә вә австиралийәниң баш һәриплиридин тәшкилләнгән, қиәтәләр ара ғәйрий рәсмий музакирә вә һәмкарлиқ мунбири «MIKTA», әза дөләтләрниң 20G вә башқа алдинқи қатардики хәлқаралиқ тәшкилатлар билән техиму қойуқ һәмкарлиқ орнитишини, шундақла маслишишини капаләткә игә қилишни, бу дөләтләр оттурисидики өзара мунасивәтләрни техиму йахшилашни мәқсәт қилиду.

өз районлирида үнүмлүк актийор һесаблинидиған бәш дөләт, район вә йәр шари тинчлиқиға һәмдә муқимлиқиға төһпә қошуштин башқа йәнә, хәлқара мәсилиләргә охшаш позитсийә тутиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر