түркийә бүйүк милләт мәҗлиси шиветсийәниң нато әзалиқи тоғрисидики тәклипни күнтәртипигә киргүзди

түркийә бүйүк миллий мәҗлиси ташқи ишлар комиссийони өткән ай тапшуруп алған ни музакирә қилишни бу һәптә башлайду.

2064321
түркийә бүйүк милләт мәҗлиси шиветсийәниң нато әзалиқи тоғрисидики тәклипни күнтәртипигә киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк миллий мәҗлиси ташқи ишлар комиссийони 16-нойабирдики күнтәртипигә «шиветсийә падишаһлиқиниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға қатнишиши һәққидики келишимнамини тәстиқлаш тоғрисидики тәклип»ни музакирә қилишниму киргүзди.

шиветсийәниң натоға кириш келишимини тәстиқлашқа мунасивәтлик қанун тәклипи өткән айда түркийә бүйүк дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комиссийониға әвәтилгәниди.

әгәр бу қанун лайиһәси комиссийон тәрипидин қобул қилинса, мәҗлис омумий кеишидә беләт ташлиниду؛ мәҗлисниң мақуллуқидин өткән тәқдирдә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң имза қойуши билән күчкә игә болиду.

шиветсийә түркийә бүйүк миллий мәҗлиси ташқи ишлар комиссийониниң шиветсийәниң натоға әза болушини тәстиқлаш тоғрисидики қанунни музакирә қилишни башлаш қарарини қарши алди.

шиветсийә ташқи ишлар министири тобийас билстром: «биз бу қарарни қарши алимиз. шиветсийә нато әзаси болушни тақәтсизлик  билән күтмәктә» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر