әрдоған һиндонезийә президенти җоко видодо билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сәуди әрәбистанниң пайтәхти рийадта һиндонезийә президенти җоко видодо билән көрүшти.

2063340
әрдоған һиндонезийә президенти җоко видодо билән көрүшти

түркийә авази радйоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «ислам һәмкарлиқ тәшкилати вә әрәб әллири иттипақиниң пәвқуладдә бирләшмә башлиқлар йиғини» ға қатнишиш үчүн сәуди әрәбистанниң пайтәхти рийадқа йетип барди.

әрдоған билән һиндонезийә пирезиденти җоко видодониң учришиши, башлиқлар йиғини өткүзүливатқан падишаһ абдуләзиз хәлқара конферанс мәркизидә  ахбаратларға  йепиқ шәкилдә елип берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر