1915-йили чанаққәлә көврүки арқиму арқидин хәлқаралиқ мукапатларға еришмәктә

1915-йили чанаққәлә көврүкибу қетим хәлқара көврүк вә қурулуш инженерлири җәмийити (IABSE) тәрипидин уйуштурулған «чоң ташйол вә төмүр йол көврүки» түридә биринчиликкә еришти.

2063341
1915-йили чанаққәлә көврүки арқиму арқидин хәлқаралиқ мукапатларға еришмәктә

түркийә авази радйоси хәвири: хәлқара көврүк вә қурулуш инженерлири җәмийити 1998-йилдин буйан өткүзүп келиватқан вә дунйаниң һәр қайси җайлиридики қурулуш лайиһәлири қатнишидиған «IABSE 2023 лайиһә вә техника мукапати» ға еришкүчиләр шивийетсарийәниң зийурих шәһиридә өткүзүлгән мурасимда елан қилинди.

йеңи зеландийә, венгирийә, данийә, қатар, һиндистан, филиппин вә хитай қатарлиқ нурғун дөләтләрниң 40 тин артуқ йәршари характерлиқ лайиһәлири 14 кишилик баһалиғучилар әтрити тәрипидин 7 катигорийәдә баһалап чиқилди.  

қатнаш вә ул әслиһә министирлиқи ташйол идариси тәрипидин һөддигә берилгән һәмдә  қурулуш пүткәндин кейинки башқуришини түркийәниң лимак қурулуш мәркәзи билән корейәниң «DL E&C вә SK екологийә ширкити өз үстигә алған 1915-йили чанаққәлә көврүки лайиһәси, «асаслиқ ташйол вә төмүр йол көврүки» лайиһәлири түри бойичә, хитай, филиппин вә ботсвананиң лайиһәлириму қатнашқан мусабиқида биринчиликккә лайиқ көрүлди.  

өткән һәптиләрдә қурулуш дунйасиниң алдинқи қатардики медийа оргини болған « Engineering News-Record (ENR)» (қурулуш хәвәрлири-рекорти (ENR)) журнили тәрипидин дунйа бойичә әң йахши қурулуш лайиһәлири талланған «йәршари характерлиқ әң йахши лайиһәләр» мусабиқисидиму биринчиликкә еришкән 1915-йили чанаққәлә көврүки, мушуниң билән җәмий  24 дөләтлик вә хәлқаралиқ мукапатқа еришкән болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر