әрдоған: исраилийәниң ғәззәдики қирғинчилиқини қоллаш американи наразилиқ обйектиға айландурди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған исраилийәниң ғәззәдики қирғинчилиқини қоллиған америка қошма иштатлириниң наразилиқ обйектиға айланғанлиқини әскәртти.

2063004
әрдоған: исраилийәниң ғәззәдики қирғинчилиқини қоллаш американи наразилиқ обйектиға айландурди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң 16-нөвәтлик башлиқлар йиғини өткүзүлгән өзбекистандин қайтиш йолида айропиландики мухбирлар билән сөһбәт өткүзди.

әрдоған америка ташқи ишлар министири антоний блинкенниң әнқәрә зийарити җәрйанида соғуқ қарши елинғанлиқи тоғрисидики сөзләргә баһа берип, түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң дипломатийә вә рәсмийәт қаидә – тәртиплирини наһайити йахши билидиғанлиқини вә уни иҗра қиливатқанлиқини ейтти.

«дунйаниң һәрқайси җайлирида америкаға наразилиқ билдүрүлүватиду, немишқа? чүнки исраилийәниң ғәззәдики қирғинчилиқини қоллаш американи наразилиқ обйектиға айландурди» дегән әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «америка ташқи ишлар министири блинкенниң әң чоң хаталиқи әң баштила йүз бәрди. исраилийәгә барғиниңда, <мән бу йәргә америка ташқи ишлар министири һәмдә бир йәһудий сүпитидә кәлдим> десәң, униң бир бәдили болиду. буниң бәдили немә? буниңдин бәдили, қисқа вақит ичидила бир йерим милйон адәмниң истанбул йәникапиға топлинишидур... түркийәниң көплигән җайлирида мушуниңға охшаш нурғун кишиләрниң бир йәргә җәм болушидур. әнглийә, фирансийә вә америкада ақсарайниң алдиға миңларчә адәм йиғилди. булар бир ишарәт пилтисидур» дегәнләрни қәйт қилди.

өзлириниң дипломатийәниң барлиқ имканийәтлирини сәпәрвәр қилип, инсан мәркәзлик позитсийәләрни әмәлий саһәдә қоллашқа ериштүрүш үчүн тиришиватқанлиқлирини билдүргән әрдоған: «кишилик һоқуқ вә хәлқара қанун бу рәзил урушни вақтида тохтитишқа буйруйду. һечким өзини хәлқараниң қанунниң сиртида қоймаслиқи керәк вә бундақ әһвал йүз бәргәндә, һәммә униңға қарши туруши лазим. әпсуски, исраилийә мән тилға алған бипәрвалиқниң мәркизи. исраилийә мәсилиси һәл қилинмиғучә, районимизда йаки дунйада толуқ тинчлиқ вә толуқ хәлқаралиқ қануний тәртиптин еғиз ачқили болмайду» деди.

әрдоған нөвәттә исраилийә хәлқиниң 60-70 пирсәнтиниң баш министир бенйамин нетанйаһуға қарши икәнликини илгири сүрди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамасниң пуқраларни гөрүгә еливелиштәк бир мәсилисиниң йоқлуқиға ишарәт қилған әрдоған: «әксичә, қилиниши керәк болған иш, исраилийәниң қолидики пәләстинликләрни қойуп бериши. һазир, биз түркийә болуш сүпитимиз билән, бу ишқа арилашсақ, исраилийәниң қилиши керәк болған бирдинбир иш, пәләстинликләрни тездин қойуп бериши, йәнә бир тәрәптин һамасниңму қолидики исраилийәни қойуп беришидур» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر