түркийә йавропа иттипақиниң доклатиға наразилиқ билдүрди

түркийә өзиниң һамас - исраилийә урушиға тутуватқан позитсийәсиниң йавропа иттипақи билән «пүтүнләй сиғишалмайдиғанлиқи» йәкүнигә дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

2062304
түркийә йавропа иттипақиниң доклатиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йавропа иттипақи комиссийониниң 2023- йиллиқ кеңийиш истратегийәси һөҗҗити вә барлиқ кандидат вә болғуси кандат дөләтләр тоғрисидики доклатида орун алған сийасий өлчәм, әдлийә вә асасий һәқ - һоқуқ сөһбәт саһәлиридики асассиз әйибләш вә наһәқ тәнқидләрни пүтүнләй рәт қилидиғанлиқини билдүрди.

«бу позитсийә бир тәрәптин, кандидат дөләт түркийә билән ташқи сийасәт, район характерлик өзгиришләр, бихәтәрлик, мудапиә вә һәр қайси саһәләрдики мәвҗут йуқири дәриҗилик сөһбәт вә һәмкарлиқ механизмлириға тосқунлуқ қилса, йәнә бир тәрәптин, мушундақ һалқилиқ саһәләрдә йавропа иттипақи сийасәтлиригә маслишишимизниң төвәнләп кәткәнликини илгири сүрүш, интайин аддийлаштуруп ейтқанда, тутруқсизлиқтур» дейилгән байанатта йәнә, исраилийәниң 7-өктәбирдин буйан давамлаштуруватқан ғәззәдики һуҗумлири тилға елинип: «биз 21- әсирдә оттура әсир қараңғулуқлиридин көтүрүлгән пуқралар қирғинчилиқи алдида тарихниң хата тәрипидә туруватқан йавропа иттипақиға, омумий қиммәт қарашлар, хәлқара қанун вә инсанпәрвәрлик пиринсипларни асас қилған сийасәтләрниң пәқәт украина йаки йавропаниң башқа бир райони үчүнла әмәс, оттура шәрқни өз ичигә алған пүткүл дунйада күчкә игә болуши керәкликини әскәртиш зөрүрийити һес қиливатимиз. доклатта, тәнқид сүпитидә орун алған <дөлитимизниң һамас – исраилийә урушиға тутуватқан позитсийәсиниң йавропа иттипақи билән сиғишалмайдиғанлиқи> тоғрисидики йәкүнгә болса, <мәдһийә> дәп қараймиз» дегәнләр қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر