түркийә афғанистанға 19- нөвәтлик «йахшилиқ пойизи» ни йоллиди

түркийәниң өктәбирдә йүз бәргән йәр тәврәш сәвәбидин афғанистанниң һерат өлкисигә әвәткән «йахшилиқ пойизи» лириниң 19- си мурасим билән йолға селинди.

2061707
түркийә афғанистанға 19- нөвәтлик «йахшилиқ пойизи» ни йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: тәбиий апәт вә җиддий әһвалларға тақабил туруш идариси (AFAD) инсанпәрвәрлик йардәмлириниң орунлаштурушини аммиви тәшкилатларниң қоллиши билән тәййарлиди.

инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзидиған 19-қетимлиқ «йахшилиқ пойизи», мурасим билән пайтәхт әнқәрәдин афғанистанға қарап һәрикәт қилди.

пойизда 39 тонна әдийал, 8 тонна йатақ, 85 тонна чедир, 40 тонна тазилиқ материйаллири , 33 тонна кийим-кечәк, 15 данә генератор, 240 тонна йемәк-ичмәк йишики, 30 тонна ашхана лазимәтликлири, 40 тонна һаҗәтхана үскүниси вә 18 тонна исситқуч әслиһәлириниң барлиқи билдүрүлди.

муавин ички ишлар министири мунир каралоғлу әнқәрә пойиз истансисида өткүзүлгән мурасимда сөз қилип, афғанистанниң һерат өлкисидә 7-өктәбир (2023) дә йүз бәргән йәр тәврәштин кейин афғанистанға йетип барған тунҗи йардәмчи әтрәтниң түркийә тәбиий апәт вә җиддий әһвалларға тақабил туруш идарисиниң әтрити икәнликини әскәртти.

муавин ички ишлар министири мунир каралоғлу: «йахшилиқ пойизи 4200 километир йол йүрүп, 15 күндә мәнзилгә йетип бариду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر