түркийә ғәззәгә давалаш буйумлири йардими парахоти әвәтиду

түркийә ғәззәгә йардәм бериш үчүн мисирға дала дохтурханилири, дора, қутқузуш аптомобиллири вә истемал буйумлири қачиланған йардәм парахоти әвәтиду.

2061918
түркийә ғәззәгә давалаш буйумлири йардими парахоти әвәтиду

түркийә авази радийоси хәвири: игилинишичә, түркийә сәһийә министирлиқи тәрипидин ғәззәгә йардәм бериш үчүн әвәтилидиған давалаш әслиһәлири йардими парахотиға, әтә әнқәрә вақти 14.00 дә, измир вилайитиниң алсанҗақ портида, дала дохтурханилири, дора, қутқузуш аптомобиллири вә истемал буйумлири қачилинишқа башлинидикән.

бу парахотқа, оператсийә бөлүмлири, еғир кесәлләрни көзитиш бөлүмлири бар, һәр хил һава килимат шараитиға чидамлиқ дала дохтурханилири, бу дохтурханиларда ишлитилидиған теббий дора вә истемал буйумлириму қачилинидикән.

буниңдин башқа йәнә, барлиқ әслиһәлири толуқ 20 қутқузуш аптомобили, дөләтлик давалаш қутқузуш әтритиниң аптомобиллири вә сағламлиқ - сәһийә әслиһәлиридә ишлитилидиған генераторларму әвәтилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر