түркийә бүйүк милләт мәҗлиси исраилийә мәһсулатлирини байқут қилиш чақириқиға аваз қошти

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси тәвәликидики ашхана, чайхана, қәһвәханиларда исраилийәни қоллайдиған ширкәтләрниң мәһсулатлириниң сетилишини чәкләш қарар қилинди.

2061363
түркийә бүйүк милләт мәҗлиси исраилийә мәһсулатлирини байқут қилиш чақириқиға аваз қошти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк миллий мәҗлиси байанат елан қилип, мәҗлисниң җәмийәтниң ғәззәдики бигунаһ кишиләрни қирғин қилған исраилийәниң уруш җинайитини қоллайдиғанлиқини очуқ - ашкара җакарлиған ширкәтләрниң мәһсулат вә таварлирини байқут қилиш сәпәрвәрлик роһини қоллашни қарар қилғанлиқини уқтурди.

байанатта, мәҗлис башлиқи қуртулмушниң көрсәтмисигә асасән, исраилийәниң ғәззәдә садир қилған ирқий қирғинчилиқ җинайитини қоллайдиған ширкәтләрниң мәһсулатлириниң мәҗлис тәвәликидики ашхана, чайхана вә қәһвәханиларда сетилмайдиғанлиқи қәйт қилинди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң һәрбий қанити болған «қәссам биригадиси» 7 – өктәбир шәнбә күни исраилийәниң пәләстинликләрниң вә мәсҗиди әқсани өз ичигә алған муқәддәс орунларниң  һөрмәт вә һоқуқини изчил дәпсәндә қилишиға қарши кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилған. исраилийә армийәсиму ғәззәни шиддәтлик бомбардиман қилишни башлиғаниди.

исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлирида һайатидин айрилған пәләстинликләр сани 10 миңдин ешип кәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر