ванда бир әскиримиз шеһит болди

ванда бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к террорчилири тәрипидин йолға орнитилған партилатқуч партилаш нәтиҗисидә бир әскиримиз шеһит болди.

2060357
ванда бир әскиримиз шеһит болди

түркийә авази радйоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, ванниң башқәлә наһийәсидә бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати әзалири тәрипидин йолға орнилтилған (йәрлик усулда йасивилған) партлатқучниң һәрбий аптомобил өтүватқан пәйттә партилиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, партлаш нәтиҗисидә еғир йариланған вә дохтурханида балнестқа елинған келишимлик әскәр бәкташниң давалаш үнүм бәрмәй шеһит болғанлиқи уқтурулди.

байанатта, «бизни чоңқур қайғуға чөмдүргән бу вәқәдә қаза қилған әзиз шеһидимизгә аллаһтин рәһмәт тиләймиз. қайғулуқ аилисигә, түркийә қораллиқ қисимлириға вә алийҗанаб миллитимизгә тәзийә билдүримиз һәмдә сәвр- тақәт тиләймиз» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر