әрдоған қазақистандин қайтиш йолида муһим байанатларни бәрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуни буниңдин кейин һәр қандақ әһвалда сөһбәтдаш сүпитидә қобул қилишқа болмайдиғанлиқини әскәртип: «биз уни өчүрүп, ташливәттуқ» деди.

2060303
әрдоған қазақистандин қайтиш йолида муһим байанатларни бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған түрк дөләтлири тәшкилати дөләт башлиқлири кеңишиниң қазақистанниң пайтәхти астанәдә чақирилған 10 – нөвәтлик йиғинидин қайтиш йолида айропиландики мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

әрдоған исраилийәниң 7- өктәбирдин буйан давамлаштуруватқан ғәззәдики һуҗумлири һәққидә тохтилип, бу ишниң биринчи номурлуқ җавабкариниң исраилийә баш министири нетанийаһуниң дәл өзи икәнликини, нөвәттә исраилийәдә нетанйаһуға қарши сөзләрниң оттуриға чиқишқа башлиғанлиқини ейтти.

нитанийаһуға хитабән: «қилғанлириң нә инҗил, нә тәврат билән мунасивити йоқ؛ буни инҗилму, тәвратму, зәбурму қобул қилмайду» дегән әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «нетанийаһу исраилийә хәлқиниңму назарилиқини қозғиған, пуқралириниң қоллишидин айрилип қалған бири. у диний аталғуларни ишлитийп, қирғинчилиқлириға қоллиғучи тепишқа тиришиватиду» дегәнләрни қәйт қилди.

у өзиниң мушу айда өткүзүлидиған ислам һәмкарлиқ тәшкилати рийад башлиқлар йиғиниға әһмийәт беридиғанлиқини билдүрүп, өзлириниң (ғәззәдә) уруш тохтитишни ишқа ашуруш үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини тәкитлиди.

миллий истихбарат идариси башлиқи ибраһим қалинниң исраилийә, пәләстин вә һамас билән көрүшкәнликини билдүргән әрдоған: «нетанийаһу буниңдин кейин биз сөһбәтлишидиған адәм әмәс, биз уни өчүрүп, ташливәттуқ. мән бу һәқтики қарарни ислам һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғинида өткүзүлидиған йиғинларға асасән чиқиримән» деди.

әрдоған ғәззәгә кепил дөләтләрни тәйинләш мәсилиси һәққидә тохтилип: «әгәр түркийәгә кепиллик вәзиписи чүшсә, биз бу вәзипини үстимизгә елишқа тәййармиз, кепил дөләт болсақ болиду. қибриста гиретсийә кепил дөләт болалайду, әнглийә кепил дөләт болалайду әгәр түркийә нөвәттә бир кепил дөләт болса, ғәзздә немишқа болмисун?!... түркийә болуш сүпитимиз билән, биз башламчи рол ойнишимиз керәк. бу тарих билән бүгүнни вә кәлгүсини шәкилләндүридиған бир өзгириш болиду» деди.

районға тинчлиқ вә хатирҗәмлик елип келидиған формулаларни қоллайдиғанлиқлирини тәкитлигән җумһур рәис әрдоған, өзлириниң пәләстинликләрниң турмушини қараңғулаштуруп, уларни тарих сәһнисидин өчүрүветишни көзләйдиған пиланларни қоллимайдиғанлиқлирини әскәртти.

илгири көз йумулған қирғинчилиқлар әслитилгинидә башлири чүшүп кетидиған ғәрб дөләтлириниң, ғәззә қирғинчилиқиға тутқан позитсийәлириниң номуси астида изилип кетидиғанлиқини тилға елип: «террорлуқ тәшкилати қораллиқ унсурлириға <әркинлик> дегән нам билән йол қойған бәзи дөләтләр, бир хәлқниң символи болған пәләстин байриқини чәкләшкә урунди» деди.

һазир дунйаниң пәләстинлик балиларниң нидалириға қулақ селишиниң шәрт икәнликини билдүрүп: «ашу бигунаһларға, зулумға учриғучиларға йардәм қолимизни сунуш бизниң бурчимиз, инсанлиқ мәҗбурийитимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

ғәззәдики сәһийә системисини қәстән вәйран қилишқа урунуватқан исраилийә билән зулумға көз йумған хәлқара җәмийәтниң, пуқралар, бимарлар вә бовақларни өлүм гирдабиға иттиргәнликини оттуриға қойған җумһур рәис әрдоған, йавропа иттипақи бу җәрйанда интайин ғәлитә, тутруқсиз рол ойниғанлиқини, адил позитсийә билдүрәлмигәнликини сөзлиригә илавә қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر