коҗа исраилийәниң шифа дохтурханисиға қилған һуҗумини әйиблиди

түркийә җумһурийити сәһийә министири фаһрәттин коҗа, хәлқара җәмийәтни исраилийәниң ғәззәдики бимарлар вә йариланғанларни елип кетиватқан қутқузуш машинилириға қилған һуҗумиға қарши һәрикәт қоллинишқа чақирди.

2060200
коҗа исраилийәниң шифа дохтурханисиға қилған һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: министир фаһрәттин коҗа иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, исраилийәниң сәһийә аппаратлириға вә бимарлар вә йариланғанларни елип маңған қутқузуш машинилириға қилған һуҗумлириға наразилиқ билдүрди.

у бимарлар вә йариланғанлар бар қутқузуш машинисиниң һуҗумға учриғанлиқини тилға елип: «хәлқара җәмийәтниң һәрикәткә өтүши үчүн, йәнә немә ишлар йүз бериши керәк? исраилийәниң сәһийә аппаратлириға, кесәл вә йариланғанларни елип маңған қутқузуш машинилириға қилған номуссиз вә инсан қелипидин чиқиш дегән ибарә биләнму тәсвирләп бәргили болмайдиған һуҗумлири давамлашмақта. бүгүн (түнүгүн), әһвали еғир болған, рфаһ чегра еғизи арқилиқ мисирға киришни күтүватқан бимарлар вә йаридарлар, уларни елип кетиш үчүн кәлгән қутқузуш машинилиридики пәйтлиридә шифа дохтурханисиниң алдида һуҗумға учриди.

биз йарилиниш әһвали еғир болған ғәззәлик қериндашлиримизни дөлитимизгә йөткәшкә тәййар икәнликимизни йәнә бир қетим ипадиләймиз. биз хәлқара җәмийәтниң тәдбир қоллинип, бу қалаймиқан һуҗумларни балдуррақ тохтитишини тәләп қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

ғәззәдики пәләстин сәһийә министирлиқи исраилийәниң шифа дохтурханисиниң кириш еғизи вә қутқузуш машинилирини бомбардиман қилиши нәтиҗисидә 13 пәләстинликниң қаза қилғанлиқини, 26 пәләстинликниң йариланғанлиқини елан қилғаниди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң һәрбий қанити болған «қәссам биригадиси» 7 – өктәбир шәнбә күни исраилийәниң пәләстинликләрниң вә мәсҗиди әқсани өз ичигә алған муқәддәс орунларниң  һөрмәт вә һоқуқини изчил дәпсәндә қилишиға қарши кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилған. исраилийә армийәсиму ғәззәни шиддәтлик бомбардиман қилишни башлиғаниди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунушларда икки тәрәптә миңларчә адәм талапәткә учриди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر