әрдоған астанада әлийев билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қазақистанниң пайтәхти астанада әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән көрүшти.

2059755
әрдоған астанада әлийев билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түрк дөләтлири тәшкилатиниң 10 – нөвәтлик башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн қазақистанниң пайтәхти астанада зийарәттә болуватқан түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған өзи чүшкән меһмансарайда әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән бир йәргә җәм болди.

учришиш ахбарат васитилириға йепиқ һаләттә әмәлгә ашурулди.

түрк дөләтлири тәшкилатиниң 10 – нөвәтлик башлиқлар йиғини қазақистанниң пайтәхти астанада башланди.

түркийәгә вакалитән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қатнишиватқан башлиқлар йиғининиң темиси «түрк дәври» қилип бекитилди.

игилинишичә, түрк дөләтлири тәшкилатиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өзбекистандин қазақистан өткүзүвалидиған башлиқлар йиғинида, рәһбәрләр тәшкилат қармиқида һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш паалийәтлири һәққидә музакирә елип баридикән.

билдүрүлишичә, нөвәттики йәр шари характерлик вә районлуқ мәсилиләр һәққидә өзара пикир алмаштуридиған йиғинда, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йиғин иштиракчилириға хитаб қилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر