әрдоған қазақистанда зийарәттә болмақта

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түрк дөләтлири тәшкилатиниң 10 – нөвәтлик башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн қазақистанниң пайтәхти астанаға йетип барди.

2059735
әрдоған қазақистанда зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған астанада чүшкән меһмансарайда қирғизистан пирезиденти садир җаппаров билән бир йәргә җәм болди.

учришиш ахбарат васитилириға йепиқ һаләттә әмәлгә ашурулди.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 2 – 3 – нойабир күнлири қазақистанниң пайтәхти астанада «түрк дәври» темисида өткүзүлидиған түрк дөләтлири тәшкилати башлиқлар йиғиниға қатнишидикән.

түрк дөләтлири тәшкилатиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өзбекистандин қазақистан өткүзүвалидиған башлиқлар йиғинида, рәһбәрләр тәшкилат қармиқида һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш паалийәтлири һәққидә музакирә елип баридикән.

рәһбәрләр йәнә 11-айниң 3-күни дунйави вә районлуқ мәсилиләр һәққидә өзара пикир алмаштуридикән.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бу йәрдә йиғин иштиракчилириға хитаб қилидикән, һәмдә рәһбәрләр билән икки тәрәплик учришишларни өткүзидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر