әрдоған бүгүн қазақистанда зийарәттә болиду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түрк дөләтлири тәшкилатиниң 10 – нөвәтлик башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн бүгүн (2-нойабир) қазақистанда зийарәттә болиду.

2059135
әрдоған бүгүн қазақистанда зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 2 – 3 – нойабир күнлири қазақистанниң пайтәхти астанада «түрк дәври» темисида өткүзүлидиған түрк дөләтлири тәшкилати башлиқлар йиғиниға қатнишидикән.

түрк дөләтлири тәшкилатиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өзбекистандин қазақистан өткүзүвалидиған башлиқлар йиғинида, рәһбәрләр тәшкилат қармиқида һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш паалийәтлири һәққидә музакирә елип баридикән.

рәһбәрләр йәнә, 11-айниң 3-күни дунйави вә районлуқ мәсилиләр һәққидә  өзара пикир алмаштуридикән.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бу йәрдә йиғин иштиракчилириға хитаб қилидикән, һәмдә рәһбәрләр билән икки тәрәплик учришишларни елип баридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر