түркийә ғәззәдики түркийә - пәләстин достлуқ дохтурханисиниң бомбардиман қилинишини әйиблиди

түркийә ғәззәдики түркийә- пәләстин достлуқ дохтурханисиға қилинған һуҗумни әң күчлүк шәкилдә әйибләйдиғанлиқини уқтурди.

2058025
түркийә ғәззәдики түркийә - пәләстин достлуқ дохтурханисиниң бомбардиман қилинишини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип: «биз исраилийәниң ғәззәдики түркийә-пәләстин достлуқ дохтурханисиға қилған һуҗумини әң күчлүк шәкилдә әйибләймиз. кординатлирини өз ичигә барлиқ зөрүр учурлири исраилийә даирилири билән ортақлишилған болушиға қаримай, ғәззәдики бирдинбир рак кесәлликлири дохтурханисиниң бу шәкилдә һуҗум қилинишини изаһлиғили болмайду» дегәнләрни қәйт қилди.

«ғәззәдики пәләстин хәлқини әң асаслиқ һоқуқлиридин мәһрум қилишни мәқсәт қилған қоршав вә инсан қелипидин чиққан һуҗумлар, хәлқара қанунға очуқ - ашкара хилаптур» дегән ибариләргә орун берилгән байанатта, исраилийәниң ғәззә аһалисини қара – қойуқ һаләттә зәрбә обйекти қилиштин ваз кечиши керәклики тәкитләнди.

ғәззәдики рак бимарлири давалиниватқан бирдинбир дохтурхана болған «түркийә- пәләстин достлуқ дохтурханиси» пәләстиндики әң чоң дохтурханиларниң бири иди.

түркийә тәрипидин тәхминән 34 миң 800 кивадрат метир җайға селинған үч қәвәтлик бу дохтурхана, 180 кариватлиқ болуп, қурулуши 2017- йили пүткүзүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر