коҗа: түркийә-пәләстин достлуқ дохтурханиси үчүн һәрикәткә өтүлиду

түркийә сәһийә министири фаһрәттин коҗа түркийә-пәләстин достлуқ дохтурханисиниң мулазимитини давамлаштурушиға капаләтлик қилиш үчүн һәрикәткә өтүлидиғанлиқини ейтти.

2058216
коҗа: түркийә-пәләстин достлуқ дохтурханиси үчүн һәрикәткә өтүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: сәһийә министири фаһрәттин коҗа аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, ғәззәдики түркийә тәрипидин селинған түркийә-пәләстин достлуқ дохтурханисиниң әтрапиниң түнүгүн (30-өктәбир) шу җай вақти саәт 23:00 әтрапида бомбардиман қилинғанлиқини тәкитләп мундақ деди:

«әтрапи қаттиқ бомбардиман астида қалған түркийә-пәләстин достлуқ дохтурханиси ғәззәдики бирдинбир рак кесәлликлири дохтурханиси болуп, бимарларниң һазир бу дохтурханида давалиништин башқа һечқандақ таллаш йоли йоқ. өлүм гирдабиға берип қалған рак бимарлириниң дорилири аллиқачан түгәп кәткән. дохтурхана хадимлириниң дохтурханиға бериш-келиши, қутқузуш машинилириниң бимарларни дохтурханиға апириши асасий җәһәттин мумкин әмәс. буму һәммигә айан, әлвәттә.»

«дөлитимизниң ғәззәдә салған рак кесәлликлири дохтурханисиниң мулазимитини давамлаштурушиға капаләтлик қилиш үчүн һәрикәткә өтүлиду. бир дохтурханиниң әтрапида һәрикәтлинидиған һәммә нәрсини бомбардиман қиливатқанлар, инсанларниң виҗдан мәһкимилиридә җавабкарлиққа тартилишқа тәййарлинишлири керәк.»

пәләстинниң рәсмий хәвәр агентлиқи «WAFA», ғәззәдики түркийә-пәләстин достлуқ дохтурханисиниң исраилийәниң бомба һуҗумиға учриғанлиқини билдүргәниди.

һамасниң һәрбий қанити болған қассам биригадилири 7-өктәбир шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқлирини елан қилғаниди. ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот етилған, қораллиқ гуруппиларму райондики олтурақ районларға бесип киргәниди.

исраилийә армийәси болса, уруш айропиланлири билән ғәззә шәһиригә «төмүр қилич һәрикити» қозғиғанлиқлирини билдүргәниди.

игилинишичә, барғансери кәскинлишиватқан тоқунушларда һәр икки тәрәптин миңларчә киши җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر