ташқи ишлар министирлиқи түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 – йиллиқини тәбриклиди

ташқи ишлар министирлиқи түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 - йиллиқи мунасивити билән тәбрикләш паалийити өткүзди.

2057191
ташқи ишлар министирлиқи түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 – йиллиқини тәбриклиди

түркийә авази радйоси хәвири: министирлиқниң иҗтимаий алақә һесабида һәмбәһирлигән йазмисида, «җумһурийитимизниң 100 - йиллиқиға мубарәк болсун! 81 вилайәттики һәр бир кишимизниң вә дунйадики милйонлиған пуқралиримизниң  җумһурийәт байримини әң қәлби туйғулиримиз билән тәбрикләймиз. пүтүн миллитимиз ғурур вә һайаҗан билән тәбрикләватқан җумһурийитимизниң 100 – йиллиқида, кәлгүсимизгә вә мустәқиллиқимизға һәммәйлән бирликтә игә чиқиш ирадимизни охшаш сақлап кәлмәктимиз. бу мунсивәт билән җумһурийитимизниң қурғучиси ғази мустапа камал ататүрк қатарлиқ  мустәқиллиқ урушимизниң  барлиқ қәһриманлирини рәһмәт тиләш вә миннәтдарлиқ билән  әсләймиз» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر