бүгүн җумһурийәтниң 100-йиллиқ байрими
түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100-йиллиқи мәмликәт миқйасида мәхсус паалийәтләр билән тәбрикләнди.
2057387
түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт әнқәрә билән истанбул 29 -өктәбир җумһурийәт байрими тәбриклинидиған икки муһим мәркәз болди.
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә дөләт әрканлири түркийә җумһурийитиниң қурғучиси даһий мустапа камал ататүркниң қәбриси җайлашқан хатирә сарийини зийарәт қилиду.
җумһурийәт елан қилинған биринчи мәҗлис (парламент) тиму алаһидә мурасим өткүзүлиду. мурасимда, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи нуман қуртулмуш нутуқ сөзләйду.
түркийә бүйүк милләт мәҗлисидин улусқа «җумһурийитимизниң 100-йили» дәп аталған парат өткүзүлиду. ататүрк хатирә сарийиниң үстидә айропилан учуш номури көрситилиду.