алтун исраилийәни мухбирларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишқа чақирди

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун исраилийә даирилирини пуқраларниң талапәткә учришиға сәл қарашни тохтитип, мухбирларни қоғдаш үчүн күчлүк тәдбир қоллинишқа чақирди.

2055557
алтун исраилийәни мухбирларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: фаһрәттин алтун өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, ғәззәдә уруш башланғандин буйан 24 мухбирниң һайатидин айрилғанлиқини, нурғун мухбирниң йариланғанлиқини билдүрди.

тоқунуш районидики башқа пуқралар билән бирликтә мухбирларниңму зәрбә обйекти қилиниши вә уларниң қара - қойуқ қәтл қилинишини әйиблигән алтун, мухбирларниң пәқәт хизмәтлирини ада қилип, хәвәрләрни нәқ мәйдандин йәткүзүватқанлиқини әскәртти.

мухбирларға қаритилған һәр қандақ зораванлиқни қобул қилғили болмайдиғанлиқини билдүргән фаһрәттин алтун сөзини давамлаштуруп: «улар бизниң урушниң вәһшийликини көрәләйдиған бирдинбир қанилимиз. биз исраилийә даирилирини пуқраларниң талапәткә учришиға сәл қарашни тохтитип, мухбирларни қоғдаш үчүн, күчлүк тәдбирләрни йолға қойушқа чақиримиз. пуқраларниң миллити вә етник келип чиқиш муһим әмәс, уруш қиливатқан барлиқ тәрәпләрниң уларни қоғдаш мәҗбурийити бар. нәқ мәйдандики әһвалларниң пәқәт бирла нусхисини тарқатмақчи болғанлар болғанлар, мухбирларниң турмушини қолидин келишичә қийинлаштурмақта. биз көпчиликкә уларниң хизмитини ада қилишқа тиришиватқанлиқини вә бу ишниң уларни һайатлирини қурбан қилишқа елип бармаслиқи керәкликини әскәртимиз. мән бу шиддәтлик тоқунушта һайатидин айрилған мухбирларниң аилә- тавабиатлири вә йеқинлиридин һал сораймән. биз пәқәт пакитларни оттуриға қойуш вә нәқ мәйдандики реаллиқни қобул қилиш арқилиқла тинчлиқни қолға кәлтүрәләймиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر