фидан әрәб бирләшмә хәлипиликидә дөләт ишлири зийаритидә болмақта

түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан әбузәбидә әрәб бирләшмә хәлипилики әмири (пирезиденти) муһәммәд бин зайид ал нәһйан тәрипидин қобул қилинди.

2055397
фидан әрәб бирләшмә хәлипиликидә дөләт ишлири зийаритидә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи иҗтимаий таратқу суписи <X>  тики адресида учур һәмбәһриләп, йуқири дәриҗилик учришишларни өткүзүш үчүн әрәб бирләшмә хәлипилики пайтәхти әбузәбигә барған министир хақан фиданниң әрәб бирләшмә хәлипилики әмири ал нәһйан билән көрүшкәнликини уқтурди.

фидан әбузәбидики зийарити даирисидә, әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министири шәйх абдуллаһ бин зайид ал нәһйан биләнму көрүшти.

дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға асасланғанда, министир фидан йәнә, венгирийә ташқи ишлар, қошумчә ташқи сода министири петир сзиҗарто билән телефонлишип, нөвәттики өзгиришләр тоғрисида сөзләшкән.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики йазма байанатиға қариғанда, хақан фидан бүгүн (25-өктәбир) қатарда дөләт ишлири зийаритидә болуп, доһада қатар баш министири, қошумчә ташқи ишлар министири шәйх муһәммәд бин абдурраһман билән доһада көрүшидикән вә қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд ал сани тәрипидин қобул қилинидикән.

мөлчәрлинишичә, учришишларда икки дөләт мунасивити вә алдимиздики мәзгилдә доһада өткүзүлүши пиланлиниватқан түркийә - қатар йуқири дәриҗилик истратегийәлик комитетиниң тоққуз тоққузинчи нөвәтлик йиғининиң тәййарлиқ хизмәтлири музакирә қилинидикән.

буниңдин башқа, пәләстинниң нөвәттики вәзийити, район вә хәлқара сәһниләрдики әң йеңи өзгиришләр тоғрисида пикир алмаштурулидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر