әрдоған исраилийәниң дохтурхана бомбардиман қилишиға наразилиқ билдүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған исраилийәниң ғәззәдики әләһли бабтист дохтурханисини бомбардиман қилишидин кейин байанат елан қилип: «мән пүткүл инсанийәтни һәрикәткә келип, тарихта мисли көрүлмигән бу вәһшийликни тохтитишқа чақиримән» деди.

2052302
әрдоған исраилийәниң дохтурхана бомбардиман қилишиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған қанлиқ һуҗумдин кейин, өзиниң иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип: «айаллар, балилар вә бигунаһ пуқралар туруватқан бир дохтурханини бомбардиман қилиш, исраилийәниң әң асаслиқ инсаний қиммәт қараштин мәһрум һуҗумлириниң әң йеңи мисали. мән пүткүл инсанийәтни һәрикәткә келип, ғәззәдики тарихта мисли көрүлмигән бу вәһшийликни тохтитишқа чақиримән» деди.

исраилийәниң ғәззәдики әләһли бабтист дохтурханисини бомбардиман қилиши нәтиҗисидә, дәсләпки мәлуматларға қариғанда, 500 адәм қаза қилди.

ғәззәдики сәһийә министирлиқи байанатчиси әшрәф әлқудрә, әләһли бабтист дохтурханисиниң бомбардиман қилиниши нәтиҗисидә, көп санлиқи бовақлар, балилар вә айаллар болуп, 500 адәмниң қаза қилғанлиқини уқтурди.

пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас бомбардимандин кейин, үч күнлүк матәм елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر