түркийә исраилийәниң дохтурхана бомбардиман қилишини әйиблиди

түркийә исраилийәниң ғәззәдики әләһли бабтист дохтурханисиға қилған һуҗумиға вәһшийләрчә дәп баһа бәрди вә уни әң күчлүк шәкилдә әйиблиди.

2052326
түркийә исраилийәниң дохтурхана бомбардиман қилишини әйиблиди
Gazze.5.jpg
Gazze.8.jpg
Gazze.7.jpg
Gazze.11.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи исраилийәниң ғәззәдики дохтурханиға қилған һуҗуми тоғрисида йазма байанат елан қилди.

 түркийәниң ғәззәдики бир дохтурханиниң һуҗумға учриши нәтиҗисидә йүзлигән пәләстинликниң җендин айрилғанлиқи вә нурғун кишиниң йариланғанлиқидин қаттиқ ғәзәпләнгәнлики билдүрүлгән байанатта: «биз бу вәһшийләрчә һуҗумларни әйибләймиз. һуҗумларда җенидин айрилған пәләстинлик қериндашлиримизға рәһим- шәпқәт, йариланғанларға тез шипалиқлар тиләймиз. биваситә һалда пуқраларни һуҗум нишани қилған, дохтурханилар вә мәктәпләргә һуҗум қилидиған бу роһий һаләтниң қанун һәмдә виҗдан алдида җавабкарлиққа тартилиши муқәррәр» дегәнләрни қәйт қилди.

исраилийәниң ғәззәдики әләһли бабтист дохтурханисини бомбардиман қилиши нәтиҗисидә, дәсләпки мәлуматларға қариғанда, көп санлиқи бовақлар, балилар вә айаллар болуп, 500 дин артуқ адәм қаза қилди.

пәләстин президенти мәһмуд аббас вәқәдин кейин үч күнлүк матәм елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر