хақан фидан хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән телефонлашти

ташқи ишлар министири хақан фидан хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән телефонда көрүшти.

2051132
хақан фидан хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән телефонлашти

түркийә авази радйоси хәвири: дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға асасланғанда, ташқи ишлар министири хақан фидан хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшүп, исраилийә вә  пәләстин мәсилиси шундақла исраилийәниң ғәззәгә қилған һуҗумлири үстидә  музакирәләшкән.

һамасниң һәрбий қанити қассам биригадилири 7-өктәбир (2023) исраилийәгә «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум башлиғанлиқини елан қилған вә ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот атқандин башқа йәнә, қораллиқ гуруппилар райондики олтурақ районларға бесип киргән иди.

исраилийә қисимлириму уруш айропилани билән ғәззә райониға қарши «төмүр қилич» һәрикитини башлиғанлиқини елан қилған иди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунушта, һәр икки тәрәптин миңлиған киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر