әрдоған макрон билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән телефонда көрүшти.

2050585
әрдоған макрон билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән телефонда көрүшкән.

икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, исраилийә – пәләстин оттурисидики күндин-күнгә күчийиватқан тоқунушлар сәвәб болуватқан райондики инсаний тирагедийә, тинчлиқ орнитиш йолида көрситиливатқан тиришчанлиқлар вә бу һәқтә ташлинишқа тегишлик қәдәмләр һәққидә музакирә елип берилған.

җумһур рәис әрдоған ғәззә районидики бигунаһ пуқралар дуч келиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини қобул қилғили болмайдиғанлиқини байан қилған.

у түркийәниң район аһалисиға инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини йәткүзүп бериш йолида наһайити зор тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, ғәрб дөләтлириниң җиддийчиликни пәсәйтиш вә тинчлиқ орнитишқа пайдисиз қәдәмләрни ташлаштин йирақ турушиниң зөрүрлүкини қәйт қилған.

җумһур рәис әрдоған телефон сөһбити җәрйанида, киризисниң үзүл – кесил һәл қилиниши үчүн, хәлқара җәмийәтниң түркийәниң мәсилини икки дөләтлик һәл қилиш тәсәввури – тәдбири асасида һәл қилиш тәклиплиригә қулақ селишиниң зөрүрлүкини ейтқан, һәмдә сәмимийлик билән қәдәм ташлиғандила андин һәм районни һәм дунйани хатирҗәмликкә ериштүргили болидиған бир һәл қилиш чариси тапқили болиғанлиқини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر