фидан әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министири билән телефонлашти

түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министири шәйх абдуллаһ бин зайид әннәһйан билән телефонда көрүшти.

2050297
фидан әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан билән әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министири шәйх абдуллаһ бин зайид әннәһйанниң телефон сөһбитидә, исраилийә билән пәләстин оттурисидики йеқинқи өзгиришләр даирисидә, ғәззәдики инсаний тирагедийә һәққидә музакирә елип берилған.

һамасниң һәрбий қанити қассам биригадилири шәнбә (7-өктәбир) күни исраилийәгә «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқлирини елан қилғаниди. ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот етилған, қораллиқ гуруппиларму райондики олтурақ районларға киргәниди.

исраилийә армийәси болса, уруш айропиланлири билән ғәззә шәһиригә «төмүр қилич һәрикити» қозғиғанлиқлирини билдүргәниди.

игилинишичә, барғансери кәскинлишиватқан тоқунушларда, һәр икки тәрәптин йүзлигән киши җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر